Абдулла Абдуреһим - Айрилиш минутлири
Бир тизиқ марҗан, бир дәстә гүлдәк,
өткән едуқ савақдаш болуп.
Әнди биз бүгүн, айрилар болдуқ,
җудалиқ йеши көзләргә толуп.
Қалди әслимә, ятақ синипта,
қалди риштә бағланған макан.
Кәтсәкму жирақ жирақ җайларға,
бизләр савақдаш, савақдаш һаман.
Җудалиқ йеши төкүлди бүгүн,
айрилишқа чидимай һәҗәп.
Өксүп өкүнүп, гаһи күлүшүп,
хошлашмақтимиз, тиләкләр тиләп.
Қалди әслимә, ятақ синипта,
қалди риштә бағланған макан.
Кәтсәкму жирақ жирақ җайларға,
бизләр савақдаш, савақдаш һаман.
https://vk.com/uyghurlyrics
Abdulla Abduréhim еще тексты
Другие названия этого текста
- Abdulla Abduréhim - Ayrilish minutliri(Minus) (0)
- Abdulla Abduréhim - Ayrilish minutliri (0)
Оценка текста
Статистика страницы на pesni.guru ▼
Просмотров сегодня: 2