Уйғурумниң яр маканлири,
Хиялимни оюмни алди.
Бәлни бағлап, даван атлап,
Көрәй дәймән жаһанимни.
Йоқтур гөзәл маңа шу атлардин,
Бүйүк әждатлар изи қалған.
Гөзәл бостан бағлирида,
Аман есән муқам яңратқан.
Вай, дада женим дада,
Қәшқәргә барғим келиду.
Вай, дада женим дада,
Ғулжиға барғим келиду.
Қәшқәрниң базарида, вай вай,
Сода қилғим келиду.
Ғулжиниң базарида, вай вай,
Сода қилғим келиду.
Мәңгүлүккә болумән тәшна,
Или, Тарим долқунлириға.
Жүримән мән тазим әйләп,
Әлгә мәшһур нур Пор-Бажинға.
Турпан үзүми, Қәшқәр анари,
Хотән қаш теши, Атуш базари.
Махтинимән, шатлинимән,
Уйғурумниң гөзәл дастани.
Вай, дада женим дада,
Яркәнткә барғим келиду.
Вай, дада женим дада,
Өсәкни көргүм келиду.
Яркәнтниң бағлирида вай вай,
Сәйлә қилғим келиду.
Өсәкниң бағлирида вай вай,
Сәйлә қилғим келиду.
Вай, дада женим дада,
Челәккә барғим келиду,
Вай, дада женим дада,
Чонжиға барғим келиду.
Кәтмәнниң тағлирида вай вай,
Сәйлә қилғим келиду.
Вай, дада женим дада,
Үрүмчигә барғим келиду.
Вай, дада женим дада,
Ғулжиға барғим келиду.
Үрүмчиниң базарида вай вай,
Анар сатқим келиду.
Ғулжиниң базарида вай вай,
Анар сатқим келиду.
Adiljan Umarov – еще тексты
Оценка текста
Статистика страницы на pesni.guru ▼
Просмотров сегодня: 1