Яр көңлүңни өзгиләр алалмайду мәнчилик,
Йүрәгиңгә отларни салалмайду мәнчилик.
Сөйдүм сени дегәнләр, яр ғемиңни йегәнләр ,
Чин муһәббәт сазини чалалмайду мәнчилик.
Яман қилдиң кетип яр, наданларни тепип яр,
Тапқан яйриң йолуңға бақалмайду мәнчилик.
Бағлириңда йүрсиму сени яхши көрсиму,
Отта көйүп, сүйүңдә ақалмайду мәнчилик.
Ялған бәргән вәдиси, пул тапқанниң әтиси,
Ташлап кетәр, йениңда туралмайду мәнчилик.
Һәмра саңа көз йеши бу һаятта һеч киши,
Сән гүлүмни бәхитлик қилалмайду мәнчилик.
Сөйәлмәйду мәнчилик.
Alimjan Hasan еще тексты
Оценка текста
Статистика страницы на pesni.guru ▼
Просмотров сегодня: 2