Хотәнлик демәң бизни!
(Сөзи вә музикиси Қурбанҗан Қудрәт)
Хотәнлик демәң бизни!
Вай хеним, оңдап қоюмиз сизни!
Хотәнлик демәң бизни!
Вай хеним, оңдап қоюмиз сизни!
Меһман болуп кәлсиңиз,
Гөшгирдини қомуруп,
соғақ суға чөкүрүп,
ичиңизни қатуруп,
бешиңизни қайдуруп,
йолға салимиз сизни, вай хеним!
Йолға салимиз сизни!
Меһман болуп кәлсиңиз,
Гөшгирдини қомуруп,
соғақ суға чөкүрүп,
ичиңизни қатуруп,
бешиңизни қайдуруп,
йолға салимиз сизни, вай хеним!
Йолға салимиз сизни!
Нахшичи демәң бизни,
Вай хеним, һәйран қоюмиз сизни!
Нахшичи демәң бизни!
Вай хеним, һәйран қоюмиз сизни!
Аңлаймән дәп кәлсиңиз,
нахшимизға қатип,
қисқисини чатип,
һозуриңизни таритип,
чечиңизни тартип,
өзимизгә артип,
көйдүрүвалимиз сизни, вай хеним!
Көйдүрүвалимиз сизни!
Аңлаймән дәп кәлсиңиз,
нахшимизға қатип,
қисқисини чатип,
һозуриңизни таритип,
өзимизгә артип,
көйдүрүвалимиз сизни, вай хеним!
Көйдүрүвалимиз сизни!
(Эй, чәйләң һә!)
Дутарчи демәң бизни!
Вай хеним, челип қоюмиз сазни!
Дутарчи демәң бизни!
Уз хеним, челип қоюмиз сазни!
Аңлаймән дәп кәлсиңиз,
дутиримни алип,
тарисини тартип,
шох пәдигә чалип,
өзимизгә тоғурлап,
кәйниңиздин қоғлап,
кәлсә-кәлмәс тоғурлап,
көйдүрүвалимиз сизни!
Вай хеним, көйдүрүвалимиз сизни!
Аңлаймән дәп кәлсиңиз,
дутиримни алип,
тарисини тартип,
шох пәдигә чалип,
өзимизгә тоғурлап,
кәйниңиздин қоғлап,
кәлсә-кәлмәс тоғурлап,
көйдүрүвалимиз сизни!
Вай хеним, көйдүрүвалимиз сизни!
(Эй, чәйләң һә, әзиз җан һә!)
Уссулчи демәң бизни!
Вай хеним, йеңивалимиз сизни! (қени ойна!)
Уссулчи демәң бизни!
Вай хеним, йеңивалимиз сизни!
Ойнаймән дәп кәлсиңиз,
белимизни олғап,
путимизни толғап,
сандуқимда сәкрәп,
Җубаҗидәк кәпләп,
сәпләп, йәкләп,
йеңивалимиз сизни!
Вай хеним, йеңивалимиз сизни!
Ойнаймән дәп кәлсиңиз,
путимизни олғап,
белимизни толғап,
сандуқимда сәкрәп,
Җубаҗидәк кәпләп,
сәпләп, йәкләп,
йеңивалимиз сизни!
Вай хеним, йеңивалимиз сизни!
(Эй, ойна!)
Думбақчи демәң бизни!
Вай хеним, һәйран қоюмиз сизни!
Думбақчи демәң бизни!
Вай хеним, һаңда қоюмиз сизни!
Шохлаймән дәп кәлсиңиз,
нағра-думбақ чалип,
тоюңизни қилип,
муз даванда музлитип,
Шорбағда тузлутуп,
қәннаваттәк қәнтләп,
убәңдәк әнләп,
маймақ ешәккә артип,
әрдимәккә тартип,
әргә беримиз сизни!
Вай хеним, әргә беримиз сизни!
Шохлаймән дәп кәлсиңиз,
нағра-думбақ чалип,
тоюңизни қилип,
муз даванда музлитип,
Шорбағда тузлутуп,
қәннаваттәк қәнтләп,
убәңдәк әнләп,
маймақ ешәккә артип,
төшлимәккә тартип,
әргә беримиз сизни!
Вай хеним, әргә беримиз сизни!
Вай хеним, әргә беримиз сизни!
уз - ловкий, красивый
һозур - покой
кәпләш - напихать, набить, наполнить
Җубаҗи - (кит.) герой фильма, имя нарицательное - глупый человек?
әнләш - измерять ширину ткани
һаң - изумление, пропасть, овраг
Шорбағ - колхоз в Хотане.
vk.com/uyghurlyrics
Mettoxti Sattar еще тексты
Перевод Translate.vc
Оценка текста
Статистика страницы на pesni.guru ▼
Просмотров сегодня: 1