Мени күткин, қара көзүм, нигарим, Мән баримән қучақ ечип сеғинип. Сени көрмәй, төзәрмиди қарарим, Мән баримән қанат қеқип, шатлинип. Мәйли айлар, жиллар өтсун, мени күт, Биллә жүргән көчиларни әсләп өт. Жүрәк бағрим парә-парә дәрдиңдә, Муһәббитим чечәк атсун қәлбиңдә. Узун түнләр хиял қилип мени күт, Мән баримән үмүтиңни шат етип. Дидариңни, жамалиңни сеғиндим, Мән баримән сени һаман яд етип. "Кәлмәсмекин" демә, женим, қайғуруп, Мән баримән, хошал болуп мени күт. Қара көзүң йолға қарап тәлмүрүп, Гүлләр елип, бүгүн таңда мени күт.