Гуру Песен Популярное
А Б В Г Д Е Ж З И К Л М Н О П Р С Т У Ф Х Ц Ч Ш Э Ю Я
# A B C D E F G H I J K L M N O P Q R S T U V W X Y Z

Дервиши - Гулайим (Уйгурская народная песня) | Текст песни

Атуш
Атушуңға барғинчә
Прәйду бәш кирәм бағи
Һәжәпму яман екән
Көйүк отуниң дағи

О, Гүлайим
Жүрәгим көйиду дайим
Қандақ қилимиз Гүлайим
О нәгә баримиз ярим

Өрүгүм бар өрүгүм
Бағда пишқан өрүгүм
Сән яримни көрмисәм
Чидимайду жүрүгүм

О, Гүлайим
Жүрәгим көйиду дайим
Қандақ қилимиз Гүлайим
О, нәгә баримиз ярим

Һәй, сениң мана сениң мән
Сениң болмай кимниң мән
Атушниң базарида женим бар
Таллап алған гүлүң мән

Қолумдики қушумни
Пишәйваңға үгәттим
Ичимдмки дәртләрни
Нахшам билән түгәттим!

О, Гүлайим
Жүрәгим көйиду дайим
Қандақ қилимиз Гүлайим
О, нәгә баримиз ярим

Һәй, Гүлайим!
сениң мана сениң мән
Сениң болмай кимниң мән
Атушниң базарида женим бар
Таллап алған гүлүң мән


Статистика страницы на pesni.guru ▼
Просмотров сегодня: 2
Популярное сейчас
Видео
Нет видео
-