Судихан һаҗим: һәммиси бир җаңгалниң бөрилири икән, Урүмчидин һәйдәлдим
Мухбиримиз Шөһрәт һошур
2013-06-13
Ғайиб оғли мәмәт баратни издигәнлики үчүн, 3 йилдин бери үрүмчидин кетишкә һәр хил йоллар билән қисталған судихан һаҗим, йеқинда йурти хотән қарақашқа қайтишқа мәҗбур болған.
Мәлум болушичә, у өзиниң түзүлгән тохтамға хилап һалда иҗаригә алған өйидин һәйдиливатқанлиқини алақидар органларға мәлум қилған чеғида, у йәрдики бәзи уйғур башлиқлар униңға ағзаки һесдашлиқ билдүргән вә үрүмчидә қелишиға йардәм қилидиғанлиқини ейтқан؛ әмәлийәттә болса, өй иҗарә бәргүчигә бесим ишлитип, судиханни үрүмчидин айрилишқа сәвәб болған. Бу һәқтә «һәммиси бир җаңгалниң бөрилири икән» дәп шикайәт қилған судихан һаҗим бүгүн мухбиримизға өзиниң үрүмчидин айрилиш җәрйани вә нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат бәрди.
Мухбир: аңлисақ, йуртиңизға қайтип кәпсиз?
Судихан: шундақ болди, амалимиз болмиди, үрүмчидин һәйдәлдуқ.
Мухбир: қандақ болуп?
Судихан: фаңдоң(өй иҗаригә бәргүчи) «өйни бикарлаңлар» деди, «сениң билән бир йиллиқ тохтамимиз бар» дедуқ, у, «өй өзүмгә керәк» дәп турувалди, амалсиз бикарлап бәрдуқ.
Мухбир: өй иҗарисини вақти-Вақтида төләватқанмитиңлар?
Судихан: төлимәмдиған, төләватқан. Гәп фаңдоңдиму әмәс, у адәм бурунла «у йәр-Бу йәргә берип балаңларни издимәңлар, маңа бесим болуп кетиватиду, бундақ қилсаңлар турғузалмаймән» дегән. Әмма, торпақтәк бир балимизни өйимиздин тутуп ачиқип кетип, йоқитивәтсә қандақму издимәй туралаймиз?! издидуқ, сүрүштә қилдуқ.
Мухбир: сақчилар йаки аһалиләр комитетидикиләр ашкара һалда «балаңни издидиң, үрүмчидин кәт» дедиму йаки....?
Судихан: ундақ демиди, һәтта сақчиға барсам қадир дегән киши, «фаңдоңға мән гәп қилай, сиз олтурувериң» деди. Кейин уқсам, сақчилар аһалиләр комитетиға , аһалиләр комитети фаңдоңға бесим ишлитипту, һәммиси бир җаңгалниң бөрилири икән, йардәм қилимән дегини йалғанкән, үрүмчидә қалалмидуқ.
Мухбир: йәнә башқа җайлардин издәп бақсаңлар өй чиқмасмиди?
Судихан: нәгила барсақ бәрмәйду, хәвириңиздә бар, өткән йили бир қетим өйдин һәйдилип, өй тапалмай меһманханида бир ай йаттуқ. 6 Йашлиқ нәврәмму қорқуп кетипту , шуңа қайтип кәлдуқ.
Мухбир: ө
Мухбиримиз Шөһрәт һошур 2013-06-13 еще тексты
Оценка текста
Статистика страницы на pesni.guru ▼
Просмотров сегодня: 2