Муһəббəтниң сири көптүр
Сөймигəнлəр уни билмəс.
Йүригидə дəрди йоқлар
Бəхитниң қəдрини билмəс.
Йүригидə дəрди йоқлар
Бəхитниң қəдрини билмəс.
Мəн сизни сөйүмəн, женим
Сизни һеч кимгə бəрмəймəн.
Асман, тағлар, шамаллардин
Өзəмдинму қизғинимəн.
Асман, тағлар, шамаллардин
Өзəмдинму қизғинимəн.
Сизгə ейтсамму түгимəс
Мениң көңлүмдики сөзүм.
Сиз билəн бəхтимни таптим
Сизни мəңгүлүккə сөйдүм.
Тəнһа кечəлəрдə сизни
Юлтузлардин сорап йүрдүм.
Ялғуз қалған йүрүгимгə
Арманларни тиллəп турдум.
Кимдур нийəт қилса дилдин
Ялғузлиқ йолида қалмас.
Кимдур сөйсə чин йүрəктин
Өзи үчүн арман қилмас.
Кимдур сөйсə чин йүрəктин
Өзи үчүн арман қилмас!
Мəн сизни сөйүмəн, женим
Сизни һеч кимгə бəрмəймəн.
Асман, тағлар, шамаллардин
Өзəмдинму қизғинимəн.
Асман, тағлар, шамаллардин
Өзəмдинму қизғинимəн.
Саниям Исмаил еще тексты
Оценка текста
Статистика страницы на pesni.guru ▼
Просмотров сегодня: 2