Гуру Песен Популярное
А Б В Г Д Е Ж З И К Л М Н О П Р С Т У Ф Х Ц Ч Ш Э Ю Я
# A B C D E F G H I J K L M N O P Q R S T U V W X Y Z

☾★::::: ♕Счастливые Уйгуры.#SU♕ :::::☾★ - группа The Meshrep Sen Mana Kerek | Текст песни

муз Жамбакиев Адиль - сл Велямов Пархат

текст песни
"Сән маңа керәк"

Ата-ана әмәсму бизни дунияға
Әкәлгән әсқатар дәп,
бәхтигә үн қатар дәп
Айландуруп өмрүни жошқун дәрияға,
Чөл-бағриңни қандурған, хуш сазиңни чалдурған.

Ақлидиқму үмүтин әй, қериндашлар,
Биз уларниң қәдрини сезип назук қәлбини
Йоқлаймизму дайимән сорап һалини,
Қериғанда қандуруп тиләк-еһтияжини

Тил учида һалини сорап қойимиз,
Бир жилда бир алдиға аран берип қойимиз
Әгәр әқил үгәтсә аңа жулқунуп,
Жүригини ағритип мәмәданлиқ қилимиз.

Мән көргәнни баллирим зади көрмисун
Дәп уларға әйипни һеч ким қоймисун!
Ака-ука қериндаш, һәдә-сиңиллар,
Ейтиңлара шундақму, бу әмәлләр дурусму?

ПРИПЕВ
Мәндин рази болмисаңму,
Елип қолға сән нәврәңни
Дил-бағриңға басмисаңму
Сән маңа керәк

Мән изиңни басмисамму,
Йолум дурус көрмисәңму
Амма сән кәчүргин мени
Сән маңа керәк.
2

Соримиғин һәй, адаш немә қилисән,
Тапавитим, ишимни ялтириған сиртимни
Қизиқтурар нә үчүн бизни пәқәтла
Кимниң қанчә тапқини, хәшләп йегән-ичкини

Байлиқ үчүн бу жанни йәм қип дүшмәнгә,
Қули болуп нәписниң селип дилни кишәнгә.
Қачанғичә жүримиз сетип вижданни
Көрәлмәслик отида кавап қилип дилларни

Бөлүп турған бизни там салам, һәй, хошнам
Әхлитиңни еқитма маңа болай мән хошал
Өзәң әвзәл чүшәнгин жирақ туққандин,
Алақимиз сунмисун болсун қаттиқ полаттин

Женим укам рәнжимә саңа несиһәт...
Женим акам әгәрмән артуқ кәтсәм кәчүрвәт
Хам сүт әмгән бәндимиз болар хаталиқ
Лекин бир-биримизгә болмас керәк хапилиқ

ПРИПЕВ

Дилни езип дағ салсаңму,
Тәнгә қайнақ яғ чачсаңму,
Йол тосиған тағ болсаңму
Сән маңа керәк

Күлүп бәткә арттин пичақ
Сән тутсаңму, оқ атсаңму
Амма мән кәчүрдум сени
Сән маңа керәк

3

Сөйүмлүгүм қобул қил мени дәсләпки
Көргиниңдәк унтимай өткән шерин дәмләрни.
Сөйсәң сөйгин авайлап гоя ахирқи
Күнидәк бу өмриңниң сезип һәр дәм, нәпәсни

Бир қетимла аләмгә әсли келимиз,
Бу бәш күнлүк аләмдин меһман болуп кетимиз.
Ейтмисамму әслидә уни билимиз
Билип туруп хаталиқ, яманға йол беримиз.

Әтсәңму миң яхшилиқ қаларкән пинһан,
Қилип қойсаң бир яманлиқ болар һәммигә аян.
Немә үчүн амрақ биз тимақ астидин

☾★::::: ♕Счастливые Уйгуры.#SU♕ :::::☾★ еще тексты


Другие названия этого текста
  • The Meshrep, Дильшат Адхамов,Дильшат Аманбаев - Sen Mana Kerek (0)
  • The Meshrep, Дильшат Адхамов, Дильшат Аманбаев - Сән маңа керәк (0)
  • ♔ Mushrapilova DiLya ♔ - Sen Mana Kerek (0)
  • ☾★::::: ♕Счастливые Уйгуры.#SU♕ :::::☾★ - группа The Meshrep Sen Mana Kerek (0)
Видео
Нет видео
-
Оценка текста
Статистика страницы на pesni.guru ▼
Просмотров сегодня: 1